«вухән вируси» билән өлгәнләрниң сани 2347 гә йәтти

хитайда «вухән вируси билән һайатидин айрилғанларниң сани  2 миң 347 гә йәтти.

1364287
«вухән вируси» билән өлгәнләрниң сани 2347 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: хитай сәһийә ишлири комитетиниң билдүрүшичә, йеқинқи 24 саәт ичидә йуқумланған 397 киши вә әһвали еғир 11 миң 477 киши билән қошқанда билән қошқанда, дөләттә  «вухән вируси» билән йуқумланғанларниң сани   76 миң 288 гә, йеқинқи 24 саәт ичидә өлгән 109 киши, хоңкоң алаһидә мәмурий районида өлгән икки киши билән қошқанда, «вухән вируси» билән һайатидин айрилғанларниң сани 2347 гә йәткән. буниңдин башқа йәнә, «вухән вируси» билән йуқумланған дәп гуман қилиниватқан кишиләрниң сани 5365 кә, назарәт астида тутулуватқанларниң сани 113 миң 564 кә йәткән, әһвали йахшилинип дохтурханилардин чиққанларниң сани 20 миңдин ашқан.  «вухән вируси» билән йуқумланғанларниң сани хоңкоңда 68 гә, авменда болса 10 ға йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر