австиралийәдә 2 кичик айропилан шунчә кәң асманда соқушуп кәтти

австиралийәдә һавада соқушуп кәткән 2 кичик айропиландики 4 киши җенидин айрилди.

1362192
австиралийәдә 2 кичик айропилан шунчә кәң асманда соқушуп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: викторийә сақчи идариси тәрипидин елан қилинған байанатқа асасланғанда, милборн шәһириниң шималдики маңгалор йезисиға йеқин җайда ичидә иккидин адәм олтурған икки кичик айропилан намәлум сәвәбләр түпәйлидин һавада шоқушуп чүшүп кәткән.

маңгалор айродоруминиң шәрқ тәрипидә шу йәрниң вақти әтигән 11:25 өткәндә йүз бәргән вәқәдә, һәр икки айропиландики 4 киши өлгән. 

викторийә сақчи идариси мәсуллири вәқә һәққидә тәкшүрүшләрниң давамлишиватқанлиқини, өлгәнләрниң кимлики техи ениқланмиғанлиқини вә соқушуп кетиш вәқәси һәққидә австиралийә аммивий авеатсийә бихәтәрлики идарисиға мәлумат йолланғанлиқини ейтти. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر