сомали армийәси түркийәгә рәһмәт ейтти

түркийә әскәрлири тәрипидин тәрбийәләнгән сомали алаһидә қисимлири, төвән шебелле районида зәрбә бериш һәрикити елип берип, әшшәбаб террорлуқ тәшкилатиниң 13 әзасини бир тәрәп қилди.

1361693
сомали армийәси түркийәгә рәһмәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: төвән шебелле райони қомандани исмаил абдулмәлик малин сомали һәрбий радийосиға байанат берип, сомалиниң данаб исимлик алаһидә тәрбийәләнгән қисимлириниң, төвән шебеллениң леего шәһиридә зәрбә бериш һәрикити елип берип, әшшәбаб әзаси 13 террорчини бир тәрәп қилғанлиқини, нурғун террорчини йариландурғанлиқини билдүрди.

йәнә бир тәрәптин сомали армийәси қомандани адава йусуф раге, «әшшәбабқа қарши күрәш мәсилисидә түрк қериндашлиримизға бу алаһидә қисимларни тәрбийәлигәнлики үчүн рәһмәт ейтишни халаймән. бу қисим, террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәштә муһим рол ойнайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر