хитайда ковид-19 (вухән вируси) сәвәбидин өлгәнләрниң сани 1666 ға йәтти

хитайда ковид-19 (вухән вируси) йуқумлуқ апити сәвәбидин өлгәнләрниң сани 1666 ға вә йуқумланғанларниң сани 68 миң 500 ға йәтти.

1360166
хитайда ковид-19 (вухән вируси) сәвәбидин өлгәнләрниң сани 1666 ға йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: хитай дөләтлик сәһийә комитети тәрипидин елан қилинған байанатта, хитай миқйасида йуқумлуқ гумандарлири саниниң 8228 кишигә, йуқумланған кишиләр билән учрашқанлиқи сәвәбидин назарәткә елинғанлар саниниң 158 миң 764 кишигә йәткәнлики уқтурулди.

йеңи типлиқ вухән вируси ковид-19 сәвәбидин өлгәнләр саниниң, хоңкоңдики бир кишини қошқанда җәмий 1666 кишигә өрлигәнлики, ениқланған йуқумланғучилар саниниң 68 миң 500 кишигә йәткәнлики вә булардин 11 миң 272 кишиниң әһвалиниң еғирлиқи шундақла бүгүнгә қәдәр сақийип дохтурханидин чиққанлар саниниң 9419 кишигә йәткәнлики қәйт қилинди.

хитай чоң қуруғлуқи сиртидики хоңкоң алаһидә мәмурий районида йуқумланғучилар саниниң 84 кә, авмен алаһидә мәмурий районида 10 кишигә йәткәнлики билдүрүлди.

йеңи типлиқ вухән вируси ковид-19 апити сәвәбидин мушу 24 саәт ичидә хитайда өлгәнләрниң сани 142 кишигә вә йуқумланғучиларниң сани 2009 кишигә йәткәнлики елан қилинди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر