америка түркийәгә тәзийә билдүрди

америка қошма иштатлириниң әнқәрә баш әлчиханиси түнүгүн сүрийәниң идлиб вилайитидә бәшшар әсәд күчлириниң һуҗумида шеһит болған түркийә әскәрлириниң йеқин – йоруқлириға тәзийә билдүрди.

1357115
америка түркийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка баш әлчиханисиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «шималий атлантик әһди тәшкилатидики иттипақдишимиз түркийәниң йенидимиз, бәшшар әсәд күчлириниң һуҗумида шеһит болған түркийә әскәрлириниң йеқин – йоруқлириға тәзийә билдүримиз. бәшшар әсәд һакимийитиниң хәлқара җәмийәтниң нәзиридә номмаллаштурулушиға қарши турушни давамлаштуримиз.»

идлибта бәшшар әсәд күчлириниң топқа тутуши нәтиҗисидә 5 әскәр шеһит болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر