ақсарай: әлқаидәниң әрәб йерим арилидики рәһбири өлтүрүлди

америка қошма иштатлири әлқаидә тәшкилатиниң әрәб йерим арилидики рәһбири қасим әлриминиң йәмәндә елип берилған терроризмға қарши  күрәш һәрикитидә өлтүрүлгәнликини уқтурди.

1355361
ақсарай: әлқаидәниң әрәб йерим арилидики рәһбири өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта мундақ дейилди: «пирезидент трамниң йолйоруқиға асасән, америка қисимлири йәмәндә әрәб йерим арилидики әлқаидә тәшкилатиниң қурғучиси вә рәһбири қасим әрримиға қарши һәрбий һәрикәт елип барди, һәрикәттә әррими өлтүрүлди. у, 1990 – йилларда әлқаидә тәшкилатиға қатнашқан вә афғанистандики әлқаидә рәһбири усамә бин ладин билән һәмкарлашқан. әрәб йерим арилидики әлқаидә тәшкилати риминиң рәһбәрликидә  йәмәндә пуқраларға вәһшийләрчә һуҗумларни елип барған, шундақла америка қошма иштатлириға вә қисимлиримизға көп қетим һуҗум қилған. риминиң өлтүрүлүши әрәб йерим арилидики әлқаидә тәшкилати вә бу тәшкилатниң дунай миқйасидики мәвҗудийитини заваллиққа йүзләндүриду. бу һәрикәт арқилиқ бундақ тәшкилатларниң америка қошма иштатлириниң миллий бихәтәрликигә селиватқан тәһдитлирини бир тәрәп қилиштиму муһим бир қәдәм ташланған болди. шуниң билән бир вақитта, риминиң өлтүрүлүши билән мәнпәәтлиримиз вә иттипақдашлиримизниң бихәтәрлики капаләт астиға елинған болди. бизгә зийан йәткүзмәкчи болған террорчиларниң изиға чүшүп, уларни йоқитип,  америка хәлқини қоғдашни давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر