хитайда вирус сәвәбидин интернетта дәрс өтүш башлиниду

хитайда йүз миңларчә киши йуқумланған вухән вирусиниң тарқилишиниң алдини елиш мәқситидә, универстетларда интернетта оқутуш башлиниду.

1354874
хитайда вирус сәвәбидин интернетта дәрс өтүш башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: хитай һөкүмити вухән вирусиниң техиму тарқилишиниң алдини елиш мәқситидә, һәптиләрдин буйан тақалған унивестетларда оқуғучиларниң оқуш һайатини давамлаштуруши үчүн интернет арқилиқ оқутушни башлайду.

хитай һөкүмити 28 дөләткә тарқалған вухән вирусиниң техиму көп җанға замин болушиниң алдини елиш үчүн, бихәтәрлик тәдбирлирини йолға қоймақта. бу даиридә, дөләт миқйасидики универстетлар баһар мәзгиллик оқуш мәвсумида «интернет арқилиқ оқутуш» системисиға өтиду.

бәзи универстетларниң оқуғучиларға әвәткән учурида, вухән вируси сәвәбидин оқуғучиларға синипларда дәрс өтүшниң мумкин болмиғанлиқи, бирақ оқуғучиларниң оқуш һайатини нормал давамлаштуруши вә оқуш йилиниң узирап кәтмәслики үчүн, кейинки қетимлиқ уқтуруш чиқирилғичә интернет арқилиқ дәрс өтүлидиғанлиқи билдүрүлди.

учурда, дәрсләрниң сүпитидә өзгириш болмайдиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر