борел иран ташқи ишлар министири билән көрүшти

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җозеф борел теһранда иран дипломатийә министири муһәммәд җәвад зәриф  билән көрүшти.

1352963
борел иран ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң рәсмий хәвәр агентлиқи (IRNA) ниң хәвәр қилишичә, учришишта, «йадро келишими» ниң келәчики, хәлқаралиқ өзгиришләр вә районлуқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип берилған.

хәвәрдә дейилишичә, борелниң иран пирезиденти һәсән руһани вә парламент башлиқи әли лариҗани биләнму бир йәргә җәм болуши пиланланмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر