трамп билән треду вухән вируси һәққидә пикир алмаштурди

америка пирезиденти доналд трамп канада баш министири җастин треду билән телефонда көрүшүп, вухән вируси һәққидә пикир алмаштурди.

1352065
трамп билән треду вухән вируси һәққидә пикир алмаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай америка пирезиденти билән канада баш министири тредуниң телефонда көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

ақсарайниң байанатиға асасланғанда, трамп билән треду икки дөләт оттурисида имзаланған америка-мексика-канада сода келишимидин башқа, вухән вирусини көзитиш, алдини елиш вә тарқилишиниң алдини елиш мәсилилиридә, икки дөләтниң көрсәткән тиришчанлиқлирини муһакимә қилди.

рәһбәрләр хитайниң асассиз қолға алған канаданиң икки пуқрасиниң қойуп берилиши керәклики мәсилисидә, пикир бирлики һасил қилди.

хитай 2019-йили декабир ейида канаданиң икки пуқрасини җасуслуқ билән әйибләп қолға алған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر