вухәнлик айал америкада йолдишини вирус билән йуқумландурди

америка кесәлликләрни контрол қилиш вә алдини елиш мәркизи америкада вухән вирусиниң тунҗи қетим адәмдин адәмгә йуққанлиқини елан қилди.

1350797
вухәнлик айал америкада йолдишини вирус билән йуқумландурди

түркийә авази радийоси хәвири: америка кесәлликләрни контрол қилиш вә алдини елиш мәркизи чикагоға кәлгән бир вухәнлик айалниң вирусни йолдишиға йуқтурғанлиқини елан қилди. америкада буниң билән, вухән вируси билән йуқумланғанлар сани алтигә чиққан болди.

америка мәсуллири бәш кишиниң хитай сайаһитидә вирус билән йуқумланғанлиқини, алтинчи кишиниң болса, вухәндин қайтқан айалидин йуқумланғанлиқини билдүрди.

вухәнлик айалниң 2019-йили декабирда вухәнгә барғанлиқи вә 2020-йили 13-йанварда чикагоға қайтқанлиқи, дохтурханида давалиниватқан 60 йашлиқ бу әр-айалниң әһвалиниң һазирчә йахши икәнлики әскәртилди.

вухән вирусиниң зукамға охшаш һөтәлгәндә вә чүшкүргәндә һаваға арилашқан тамчилардин тарқилидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.

америкада һазирғичә аризона, җәнубий калифорнийә, вашингтон вә иллнойс иштатлирида вухән вируси байқалди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر