испанийәдә бир киши йеңи типтики таҗисиман вирустин йоқумланғанлиқидин гуманлинип балнистқа елинди

испанийәниң барселона шәһиридә хитайниң вухән шәһиридин кәлгәнлики билдүрүлгән 33 йашлиқ бир әр йеңи типтики таҗисиман вирусни йуқтурувалған болуш еһтималлиқи нәзәрдә тутулуп балнистқа елинди.

1349174
испанийәдә бир киши йеңи типтики таҗисиман вирустин йоқумланғанлиқидин гуманлинип балнистқа елинди

түркийә авази радийоси хәвири: каталонийә аммиви сағламлиқ агентлиқи байанат берип, барселонадики бир меһманханиға чүшкән мәзкур кишиниң йеңи типтики таҗисиман вирус йуқтурувалғучиларда көрүлидиған қизитма өрләш, йөтилиш вә гал ағриқи барлиқини ейтип дохтурханиға барғанлиқини, униң вухәндин кәлгәнлики оттуриға чиққандин кейин йалғуз кишилик бир йатаққа орунлаштурулуп тәкшүрүлгәнликини уқтурди.

алақидар хадимлар, мәзкур кишиниң йеңи типтики таҗисиман вирусни йуқтурувалған – йуқтурувалмиғанлиқиға даир җәзмләшкән дийагнозниң 48 саәт ичидә муәййәнлишидиғанлиқини қәйт қилди.

йәнә бир тәрәптин испанийә җамаәт хәвпсизлик идариси, йеңи типтики таҗисиман вирусқа қарши йолға қойулған чарә – тәдбирләр даирисидә, мадрид вә барселона айродурумлирида хитайдин кәлгән йолучиларға мулазимәт қилидиған сақчиларға маска тақаш вә пәләй кийиш мәҗбури түзүмини йолға қойди.

буниңдин башқа испанийә һөкүмитиниң вухәндики испанийә пуқралириниң дөләтлиригә қайтип келишлири үчүн фирансийә вә әнглийә билән сөһбәт өткүзүватқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر