исраилийә гезити тиғ учини миллий истихбарат тәшкилати башлиқи фиданға қаратти

исраилийәдә чиқидиған бир гезит һәддидин ешип, тиғ учини дөлитимиз миллий истихбарат тәшкилати башлиқи һақан фиданға қаратти.

1348902
исраилийә гезити тиғ учини миллий истихбарат тәшкилати башлиқи фиданға қаратти

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә баш министири бунйамин нетанйаһуға йеқинлиқи билән тонулған бир гезиттә пазит рабин исимлик бири тәрипидин йезилған мақалидә, миллий истихбарат тәшкилати башлиқи һақан фидан зәрбә обйекти қилинди.

фиданниң, мушу айниң бешида америка қошма иштатлири тәрипидин ирақта өлтүрүлгән иран инқилаб муһапизәтчилири армийәси қуддус қисимлири қомандани генерал қасим суләйманиға наһайити бәк охшайдиғанлиқи, һәр иккисиниң ирақ вә сүрийәдә дөләтлири намидин вакалитән урушларға йетәкчилик қиливатқанлиқи илгири сүрүлди.

мақалидә, «һазир қасим суләймани йәрниң үч ғерич астида йетиватқан икән, униң қошмиқи болған түрк миллий истихбарат тәшкилати башлиқи һақан фиданниң қалаймиқанчилиқлириға мәркәзлишишниң вақти кәлди» дегәндәк әдәбсизләрчә ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر