ирақ хәвпсизлик күчлири намайишчиларға раст оқ атмақта

ирақ пайтәхти бағдадта давамлишиватқан намайишлар җәрйанида, икки намайишчи етип өлтүрүлди.

1347932
ирақ хәвпсизлик күчлири намайишчиларға раст оқ атмақта

түркийә авази радийоси хәвири: бағдадтики таһрир мәйданида сақлиқни сақлаш хизмитигә мәсул бир хадим байанат елан қилип, икки намайишчиниң раст оқ билән етип өлтүрүлгәнликини ейтти.

у хадим бир намайишчиниң бешидин йариланғанлиқини билдүрүп, раст оқ билән йариланғанлар саниниң 33 кә чиққанлиқини қәйт қилди.

сийасий паалийәтчи аднан әл һадиди бағдадтики вәсбә мәйданида хәвпсизлик күчлириниң намайишчиларға оқ чиқирип, йаш аққузуш бомбиси атқанлиқини билдүрди.

хәвпсизлик күчлири вәсбә мәйданиға һуҗум қилиштин илгири садир һәрикити тәрәпдарлириниң мәйдандин чекиниши диққәт қозғиди.

ирақ парламентиға қарашлиқ кишилик һоқуқ комиссарлиқи 25- 26-йанвар күнлири (2020) 12 намайишчиниң җенидин айрилғанлиқини елан қилған иди.

ирақ хәвпсизлик күчлири 2020-йили 25-йанвардин тартип бағдад, зикар, бәсрә вә башқа вилайәтләрдә намайиш өткүзүлгән мәйданларға кириш үчүн мувазинәтсиз күч ишләтти.

ирақ хәвпсизлик күчлири намайишчиларниң мәйданларни бошитишини тәләп қилип, раст оқ чиқармақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر