шиветсийәдики бир мәсчит 7 ай ичидә иккинчи қетим һуҗумға учриди

шиветсийәниң гөтеборг шәһиридики мөлндал дохтурханисиниң мәсчити 7 ай ичидә иккинчи қетим ирқчи һуҗумға учриди.

1348032
шиветсийәдики бир мәсчит 7 ай ичидә иккинчи қетим һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийәдики пәрқлиқ рәңләр партийәси башлиқи микаил йүксәл, мәсчиткә киргән кимлики намәлум киши йаки кишиләрниң қуран кәримни йиртип, тамларға һақарәтлик сөзләрни йезип қойғанлиқини ейтти.

мәзкур мәсчитниң буниңдин 7 ай бурунму мушу хил һуҗумға учриғанлиқини билдүргән йүксәл, «алдинқи һуҗумдикигә охшашла қуран кәримниң сәһипилири йиртиветилипту. исламға вә муһәммәд әләйһиссаламға қарши пәскәш хәтләр йезилип, мусулманларни рәнҗидә қилиш көзлинипту» дегәнләрни қәйт қилди.

у, бу һуҗумларниң мусулман пуқраларда әндишә пәйда қилғанлиқини тәкитләп, «игилигән учурумға асасланғанда, дохтурханиниң у бөлүмидә бихәтәрлик камераси йоқ икән. бихәтәрлик камераси болған болса иди, биринчи һуҗумниң җавабкарлири қолға чүшүрүлгән болатти. әмәлдарлар у йәргә кечиктүрмәстин бихәтәрлик камераси орнитиши керәк» деди.

сақчилар мәсчитни көздин кәчүргәндин кейин вәқә тоғрисида тәкшүрүш елип беришни башлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر