малидики бир һәрбий газарма һуҗумға учриди

малиниң сегоуда базиридики бир һәрбий газарға һуҗумға учрап 20 адәм җенидин айрилди.

1347992
малидики бир һәрбий газарма һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: мали һөкүмитиниң мәһәллий таратқуларда орун алған байанатида, сегоуда базиридики мали армийәсиниң бир базисиниң түнүгүн әтигән террорчиларниң қораллиқ һуҗумиға учриғанлиқи, вәқәдә, дәсләпки тәкшүрүшләргә қариғанда 20 адәм җенидин айрилғанлиқи, көп санда адәмниң йариланғанлиқи, террорчиларниң қечип кетиштин бурун газармиға еғир зийан йәткүзгәнлики қәйт қилинди.

байанатта, армийәниң газарминиң контроллуқини сақлап қалғанлиқи, районда һава вә қуруқлуқтин зәрбә бериш һәрикитиниң елип бериливатқанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر