йавропада айалларға зорлуқ - зомбулуқ қилиш қилмишлири барғансери еғирлашмақта

йавропада айалларға зорлуқ – зомбулуқ қилиш қилмишлириниң барғансери еғирлишиватқанлиқи илгири сүрүлди.

1345871
йавропада айалларға зорлуқ - зомбулуқ қилиш қилмишлири барғансери еғирлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа истатистика ишханисиниң 2017 – йилидин буйан учур топлаш арқилиқ тәййарлиған әң йеңи доклатиға қариғанда, фирансийә әң көп айалларға алақидар җинайәтләр садир қилинған дөләт икән.

доклатта көрситилишичә, фирансийә, германийә вә әнглийә айаллар җинайәткә әң көп қурбан болупкетидиған йавропа иттипақи әзаси дөләтләр болуп, фирансийәдә бир йилда 601 айал өлтүрүлгән, әнглийәдә болса, һәр үч айалниң бири зораванлиққа дучар болидикән.

германийәдә 380, әнглийәдә 227, испанийәдә 113 айал әрләр тәрипидин қәтл қилинған. италийәдә болса, 2018 – йили 142 айал өлтүрүлгән.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ниң айаллар – әрләр пурсәт баравәрлики комитетиниң доклатиға асасланғанда, йавропа иттипақида 15 йаштин чоң һәр үч айалниң бири бир әрниң җисманий йаки җинсий зорлуқиға дуч келидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر