вухәндә оттуриға чиққан бактерийә америкида бир кишидә байқалди

вашингтонда хитайниң вухән шәһиридә оттуриға чиқип бир хил «сирлиқ» кесәлликкә сәвәб болған бактерийә байқалди.

1345056
вухәндә оттуриға чиққан бактерийә америкида бир кишидә байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң пайтәхти вашингтонда бир адәмдә, хитайниң вухән шәһиридә оттуриға чиқип (өпкә йаллуғиға охшап кетидиған) бир хил «сирлиқ» кесәлликкә сәвәб болған бактерийә байқалди.

америка таратқулириниң хәвәр қилишичә, хитайда зийарәттә болуп қайтқандин кейин кесәл болуп вашингтонда балнистқа елинған мәзкур кишидә, вухәндә көрүлгән бактерийә билән охшаш бактерийә байқалған.

хәвәрләрдә, кесәллик әһвалиниң еғир икәнлики қәйт қилинған мәзкур кишиниң кимлики тоғрисида мәлумат берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر