фирансийә билән алҗирийә берлин йиғинида чиқирилған ливийә қарарини қоллайдиғанлиқини билдүрди

фирансийә ташқи ишлар министири дриан билән алҗирийә ташқи ишлар министири сабри буқадум, берлин йиғинида чиқирилған ливийәдә уруш тохтитишни капаләткә игә қилиш қарарини қоллайдиғанлиқлирини билдүрүшти.

1345284
фирансийә билән алҗирийә берлин йиғинида чиқирилған ливийә қарарини қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: алҗирийә ташқи ишлар министири сабри буқадум алҗирийәдә дөләт ишлири зийарити болған фирансийәлик мәнсәпдеши билән көрүшкәндин кейин қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди. йиғинида дриан сөз қилип, «һәр икки дөләт, ливийәдә узун муддәтлик уруш тохтитишниң капаләткә игә қилиниши үчүн ортақ күч чиқирип, тәрәпләр арисида сийасий сөһбәтләрниң қайтидин өткүзүлүшини күчкә игә қилишқа тиришиду» деди.

буқадум болса, алҗирийә – фирансийә мунасивәтлириниң йуқири дәриҗилик кеңишиш йоли билән йеңичә илгириләшкә игә қилиш тоғрисида дриан билән бирдәклик һасил қилғанлиқлирини ейтти.

алҗирийә ташқи ишлар министири йәнә фирансийәлик мәнсәпдеши билән, берлин йиғинида чиқирилған ливийәдә уруш тохтитишни капаләткә игә қилиш қарарини қоллайдиғанлиқлирини ипадиләп өткәнликлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر