конгода йүз бәргән һуҗумда нурғун адәм өлди

демократик конго җумһурийитиниң шәрқий қисмида армийә тәрәп билән хәлқ әскәрлири оттурисида йүз бәргән һуҗумда 18  киши һайатидин айрилди.

1341267
конгода йүз бәргән һуҗумда нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик таратқуларниң хәвәр қилишичә, маниема райониниң саламабила кәнтидики бир көмүр канни қолға киргүзүвелишқа урунған «маймай йақутумба» исимлик бир қораллиқ гуруппа билән конго армийәси оттурисида тоқунуш йүз бәргән, тоқунушта 8 и бала болуп, җәмий 18 киши һайатидин айрилған, 10 киши йариланған. армийә тәрәп 4 хәлқ әскирини бир тәрәп қилған, иккисини қолға алған. тоқунуш йүз бәргән районда 100 гә йеқин бала йоқап кәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر