ирақ һөкүмити чәт әл әскәрлирини ирақтин чиқириветиш қараридин ваз кәчмәйдиғанлиқини уқтурди

ирақ даирилири, парламентниң «америка қошма иштатлири күчлириниң дөләттин чиқириветилиши» тоғрисидики қараридин ваз кәчмәйдиғанлиқини уқтурди.

1340586
ирақ һөкүмити чәт әл әскәрлирини ирақтин чиқириветиш қараридин ваз кәчмәйдиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ баш министирлиқ мәһкимиси байанатчиси вилйам вәрдә, «һөкүмәт, парламентниң америка қошма иштатлири вә башқа чәт әл күчлириниң дөләттин чиқириветилиши тоғрисидики қараридин йенивалмайду» деди.

у, ирақ һөкүмитиниң америка билән, әскәрләрниң даешқа қарши күрәш қилиш даирисидә ирақта туруши үчүн йеңи келишим имзалиғанлиқи тоғрисидики хәвәрләр һәққидә тохтилип, «һөкүмәт бундақ бир келишим имзалимиди» деди.

«парламент, һөкүмәт үчүн тәвсийә қарари чиқарди» дегән байанатчи, мәзкур қарарниң барлиқ чәт әл күчлириниң дөләт тәвәликидин чиқириветилишини мәзмун қилидиғанлиқини тәкитлиди.

ирақ парламенти 5 – йанварда җиддий йиғин чақирип, көп санлиқниң авази билән америка вә башқа чәт әл әскәрлириниң ирақтин чиқириветилиши тоғрисида қарар мақуллиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر