еспер иранниң башқурулидиған бомба һуҗуми тоғрисида мәлумат елан қилди

америка дөләт мудапиә министири марк еспер(Mark Esper) түнүгүн кечә иранниң үч районидин ирақта америка әскәрлири туруватқан икки базиға 16 данә башқурулидиған бомба атқанлиқини, һуҗумда һечқандақ өлүм-йетим һадисиси көрүлмигәнликини билдүрди.

1337640
еспер иранниң башқурулидиған бомба һуҗуми тоғрисида мәлумат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министири марк еспер, америка армийә иштаб башлиқи марк миллей (Mark Milley), конгрә әзалири өзара көрүшкәндин кейин, бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

марк еспер: «түнүгүн кечә (8-йанвар) иранниң үч районидин қисқа мусапилиқ башқурулидиған бомба икәнлики байқалған 16 башқурулидиған бомба, америка вә бирләшмә қисим әскәрлири орунлашқан икки базиға етилди. 11 башқурулидиған бомба әләсәд базисиға, бирси әрбил базисиға чүшти. әләсәд базисида бәзи искилатлар, такси йоллири, машина тохтитиш җайи вә бир тик учар зийанға учриди, һечқандақ өлүм-йетим һадисиси көрүлмиди. бирләшмә қисимда, америка әскәрлиридә, дост дөләтләр қисмида йаки тохтамлиқ хизмәтчиләрдә өлүм-йетим көрүлмиди» деди.

у һуҗумдин бурун америка билән ираққа хәвәр йәткүзүлгән йаки йәткүзүлмигәнлики һәққидики соалға җаваб бәрмиди, әмма башқурулидиған бомба һуҗуминиң қалаймиқан болмиғанлиқини билдүрди.

у алдин агаһландуруш системилириниң һуҗумларниң тәсирини әң төвән сәвийәгә чүшүргәнликини қәйт қилди.

у шиә қораллиқ күчлири билән иран қанчилик мунасивити болушидин қәтийнәзәр, айрим тутулуши керәкликини әскәртип: «ирандин бивастә йолйоруқ алған йаки алмиған шиә қораллиқ гуруппилириниң алдимиздики күнләрдә, у йәрләрдики мәвҗутлуқимизниң асасиға сийасий йаки һәрбий җәһәттин ора колаш үчүн бәзи ишларни қилидиғанлиқини пәрәз қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر