афғанистанда йүз бәргән һуҗумда дөләт хәвпсизлик хадимлири өлди

афғанистанниң шималидики фәрйаб вилайидә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 3 дөләт хәвпсизлик хадими һайатидин айрилди.

1337142
афғанистанда йүз бәргән һуҗумда дөләт хәвпсизлик хадимлири өлди

түркийә авази радийоси хәвири: фәрйаб вилайәтлик җамаәт хәвпсизлики тармақлириниң билдүрүшичә, қораллиқ зораван чайшап кейип, дөләт абад наһийәси мәркизидә сода – сетиқ қиливатқан дөләт хәвпсизлик хадимлириға һуҗум қилған, һуҗумда 3 дөләт хәвпсизлик хадими һайатидин айрилған, икки пуқра йариланған, зораван райондин қечип кәткән.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر