мудапиә министири марк еспер америка әскәрлириниң ирақтин чекинмәйдиғанлиқини җакарлиди

америка дөләт мудапиә министири марк еспер ирақтин чекиниш пиланиниң йоқлиқини елан қилди.

1335946
мудапиә министири марк еспер америка әскәрлириниң ирақтин чекинмәйдиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: министир марк еспер, америка армийә баш иштаб башлиқи генерал марк миллей билән бирликтә дөләт мудапиә министирлиқида мухбирларни күтүвилиш йиғини чақирди.

марк еспер американиң ирақтики әскәрлирини күчләндүрүш үчүн районға қошумчә әскәр йоллиғанлиқини ейтти.

марк еспер иҗтимаий таратқуларда ғуғула қилиниватқан мәктуп үстидиму тохтилип, «ирақтин чекинишкә даир һечқандақ қараримиз йоқ. мәктупниң немиликини билмәймиз. мәктупни тәкшүрүватимиз, бирақ чекинишкә даир бирәр қарар йаки пиланимиз йоқ» деди. 

марк еспер йәнә, «райондики әскәрлиримизни қайтидин орунлаштувиватимиз. буниңдин башқа мәзкур мәктупни бир қетим оқуп бақтим. мәктупниң рас йаки йалғанлиқи һәққидә силәргә бир нәрсә дейәлмәймән. бирақ силәргә шуни ейталаймәнки, мәктуп бизниң салаһийитимизға мас кәлмәйду» деди.

американиң ирақта турушлуқ қисимлири қоманданиниң ирақ һөкүмитигә бир мәктуп йоллап, ирақ парламетиниң қарари вә тәлипигә асасән ирақтин чекинидиғанлиқини билдүргәнлики илгири сүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر