теһранда қасим сулаймани үчүн мурасим өткүзүлди

2020-йили 3-йанвар (җүмә) американиң башқурулидиған бомба һуҗумида җенидин айрилған иран генерали қасим сулаймани үчүн пайтәхт теһранда мурасим өткүзүлди.

1335615
теһранда қасим сулаймани үчүн мурасим өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: 2020-йили 3-йанвар (җүмә) американиң башқурулидиған бомба һуҗумида җенидин айрилған иран генерали қасим сулаймани үчүн пайтәхт теһранда мурасим өткүзүлди.

мурасимға, иранниң диний рәһбири әли һамәней, пирезидент һәсән руһани вә нурғун кишиләр қатнашти.

мурасимда, әли һамәнейниң көз йашлирини туталмиғанлиқи көрүлди. йүз миңларчә киши америка һөкүмитигә қарши шоар товлиди.

американиң ирақ пайтәхти бағдадтики әлчиханиси һуҗумға учриғандин кейин, иран инқилабий муһапизәтчиләр армийәсигә қарашлиқ қуддус қисминиң қомандани қасим сулаймани билән иран тәрәпдари һашди шаби тәшкилатиниң муавин рәиси әбу мәһди әл муһәндисни өз ичигә алған 12 киши, 3-йанвар американиң һуҗумида җенидин айрилған иди. түнүгүн (5-йанвар) иранниң аһваз шәһиридиму қасим сулаймани үчүн дәпнә мурасими өткүзүлгән иди.

қасим сулаймани кирман шәһиридә дәпнә қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر