ливийә түркийә билән имзаланған «бихәтәрлик келишими» ни мақуллиди

ливийә министирлар кеңиши түркийә билән ливийә миллий кеңәш һөкүмити оттурисида имзаланған «бихәтәрлик вә һәрбий һәмкарлиқ келишими» ни актиплаштуруш қарарнамисини бирдәк аваз билән мақуллиди.

1326703
ливийә түркийә билән имзаланған «бихәтәрлик келишими» ни мақуллиди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә баш министири файиз әссәрраҗниң ишханиси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, министирлар кеңишидә авазға қойулған мәзкур қарарнамә бирдәк аваз билән мақулланған.

түркийә билән ливийәдики миллий кеңәш һөкүмити 27 – нойабир күни, икки дөләтниң хәлқара қанунда бәлгиләнгән һәқ – һоқуқлирини қоғдаш вә деңиздики һоқуқ даирилирини тарайтиш нишан қилинған «бихәтәрлик вә һәрбий һәмкарлиқ келишими» ни имзалиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر