бейҗиң америкиниң хитай дипломатларни чеградин қоғлап чиқириш қарариға наразилиқ билдүрди

хитай, америка қошма иштатлириниң хитай дипломатларни «җасуслуқ паалийәтлиригә арилишиш» билән әйибләп чеградин қоғлап чиқиришиға наразилиқ билдүрди.

1324185
бейҗиң америкиниң хитай дипломатларни чеградин қоғлап чиқириш қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси гең шуаң бейҗиңда өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, америка тәрәпниң хитай дипломатларни «җасуслуқ» билән әйиблишиниң асассиз икәнликини әскәртип, вашингтон даирилириға наразилиқ билдүргәнликлирини ейтти.

у, «америка қошма иштатлирини хаталиқини вақтида түзүтивелишқа, мунасивәтлик қарарини әмәлдин қалдурушқа, хитай дипломатларниң һоқуқлирини вийенна әһдинамисигә асасән муһапизәт қилишқа чақиримиз» деди вә өзара дипломатик мунасивәтләрниң вийенна әһдинамисигә асасән орнитилғанлиқини тилға елип өтти.

америкиниң нийу йорк вақти гезити, сентәбир ейида америкидики бир һәрбий районға иҗазәтсизла киргән хитайниң вашингтондики әлчиханисида ишләйдиған икки дипломатниң чеградин қоғлап чиқирилғанлиқини хәвәр қилғаниди.

хәвәрдә, мәзкур икки дипломатниң айаллири билән бирликтә олтурған аптомобилиниң виригинийә иштатидики бир һәрбий базиниң тәкшүрүш нуқтисида тохтитилғанлиқи, бирақ, уларниң районға кириш иҗазәтнамисиниң йоқлуқиға қаримай, йолини давамлаштурғанлиқи қәйт қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر