аргентина боливийәниң сабиқ пирезидентини қобул қилди

аргентина ташқи ишлар министири фелипе сола (Felipe Sola) боливийәдә өктичиләрниң вә армийәниң бесими билән һоқуқидин истепа бәргән пирезидент ево моралесниң аргентинаға панаһлиқ тиләп кәлгәнликини елан қилди.

1322678
аргентина боливийәниң сабиқ пирезидентини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: аргентина ташқи ишлар министири фелипе сола т н (TN) телевизийәсиниң телефон зийаритини қобул қилип, боливийәниң һоқуқидин истепа бәргән пирезиденти ево моралес вә униңға һәмраһ болғанлар тоғрисида: «дөлитимизгә кириши үчүн уларға панаһлиқ тиләш һоқуқи берилди. бирақ, һазир панаһлиқ тилигүчи салаһийитигә еришиши үчүн керәклик рәсмийәтләрни беҗириду. бу башқичә әһвал. панаһлиқ мәсилисидә бәзи шәртләр бар» деди.

у моралесниң аргентинада өзини интайин йахши һес қилғанлиқини әскәртип: «биздин алаһидә қоғдашни тәләп қилмиди. биз моралестин сийасий байанатлар елан қилмаслиқини тәләп қилимиз, тәлипимиз пәқәт мушула» деди.

у аргентина һөкүмитиниң боливийәдики вақитлиқ пирезидент анез (Jeanine Anez) ни етирап қилмайдиғанлиқини, чүнки анез һөкүмитиниң сайланмиғанлиқини вә мәлум күчләр тәрипидин вәзипигә тәйинләнгәнликини қәйт қилди.

боливийәниң һоқуқидин истепа бәргән пирезиденти моралес билән бирликтә, сабиқ муавини алваро гаркийа линера (Alvaro Garcia Linera), сабиқ ташқи ишлар министири дийего парий родригез (Diego Pary Rodriguez) вә сабиқ сәһийә министири габрийела монтано (Gabriela Montano) ларниң аргентинадин панаһлиқ тилигәнлики билдүрүлди.

боливийә армийәси вә өктичиләрниң бесими билән һоқуқидин истепа бәргән ево моралес 2019-йили 12-нойабир мексикаға кәткән иди. моралесниң 2019-йили 6-декабир саламәтлик түпәйлидин кубаға барғанлиқи уқтурулған болсиму, әмма аргентинаға баридиғанлиқини билдүрүлмигән иди.

ево моралесниң пәрзәнтлиридин алваро моралес (Alvaro Morales) вә евализ моралес (EvalizMorales) 2019-йили 23-нойабир аргентинадин панаһлиқ тиләп кәткән иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر