әнглийәдә консерватиплар партийәси ғәлибә қилди

әнглийәдә муддәттин бурун өткүзүлгән сайламда, баш вәзир борис җонсон рәһбәрликидики консерватиплар партийәси өз алдиға һакимийәт бешиға кәлди.

1322939
әнглийәдә консерватиплар партийәси ғәлибә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: нәтиҗиләргә асасланғанда, баш вәзир борис җонсон рәһбәрликидики консерватиплар партийәси парламентта 364 орунни қолға кәлтүрүп, 650 кишилик авам палатасида 326 дин көп орунға еришти. бу аридин икки йил өткәндә, консерватипларниң һакимийәтни өз алдиға игилиши болуп һесаблиниду.

истепа беришләр вә партийәдин һәйдәшләр сәвәбидин партийәсиниң парламенттики сани көзгә көрүнәрлик нисбәттә азайған вә йавропа иттипақи билән түзүлгән келишимни парламенттин өткүзәлмигән баш вәзир борис җонсон, йавропа иттипақидин чекиниш мәсилисини һәл қилиш үчүн өткүзүлгән сайламда техиму күчлүк орунға игә болди.

сайламда, борис җонсонниң рәқиби болған җеремй корбйин (Jeremy Corbyn) рәһбәрликидики ишчи партийәси парламентта 203 орунни қолға кәлтүрди. ишчи партийәси бу сайламда, 2017-йили қолға кәлтүргән парламенттики 262 орундин 59 ини қолдин чиқирип қойди. бу ишчи партийәсиниң 1935-йилидин буйанқи әң еғир мәғлубийити болуп һесаблиниду.

мустәқиллиқ тәрәпдари болған шотландийә дөләт партийәси (SNP) 48 орунни, либерал демократлар партийәси 12 орунни, галлер партийәси төт орунни, йешиллар партийәси бир орунни вә башқа район характерлик партийәләр 18 орунни қолға кәлтүрди.

консерватиплар партийәсиниң қолида болған районларда намзат чиқармиған ашқун оңчи нигел ферейҗ (Nigel Farage) рәһбәрликидики йавропа иттипақидин чекиниш (Brexit) партийәси парламентқа кирәлмиди.

баш вәзир борис җонсон сайлам ғәлибиси ениқлашқандин кейин хәлққә хитаб қилип: «йолдики тосқунлуқни изип ташлидуқ, түгүнни йәштуқ. йеңи күн, йеңи шәпәқ кәлди, йавропа иттипақидин 31-йанвар чекинимиз. әмма, бирақ дәйдиған гәп йоқ» деди.

ишчи партийәсиниң рәһбири җеремй корбйин вәзиписидин истепа беридиғанлиқини җакарлиди.

у бу һәқтики байанатида, сайлам мәйданлирида өзини қоллиған аилиси, достлири вә айалиға тәшәккүр ейтип, мундақ деди:

«очуқини ейтқанда, интайин үмидсизләнгән бир кечини таң атқуздум. йавропа иттипақидин чекиниш муназирәлири хәлқини еғир дәриҗидә қутуплаштурди. нормал сийасий муназирәләр күчкә игә болалмиди» деди.

у вәзиписидин истепа беридиғанлиқини вә кейинки нөвәтлик сайламда партийәниң рәһбәрлик қатлимидин орун алмайдиғанлиқини билдүрди.

бирақ, қачан истепа беридиғанлиқи тоғрисида ениқ ипадә билдүрмигән җеремй корбйинниң бир мәзгилгичә партийәсигә рәһбәрлик қилидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر