германийәдә партлаш йүз бәрди

германийәниң заксин анхалт (Sachsen Anhalt) иштатиниң бләнкинбург (Blankenburg ) шәһиридики бир бинада партлаш йүз бәрди.

1323098
германийәдә партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: германийәниң заксин анхалт иштатиниң бләнкинбург шәһиридики бир бинада партлаш йүз берип, бир киши җенидин айрилди, әң аз дегәндә 25 киши йариланди.

сақчи тәрәпниң байанатида билдүрүлүшичә, партлашниң шу йәр вақти 08:55 өткәндә бләнкинбург шәһири берийтолд брейх (BertholdBrecht) кочисидики бир бинада партлаш йүз бәргән болуп, әң аз дегәндә 25 киши йариланған, бир киши җенидин айрилған.

тәкшүрүшләрдә қәйт қилинишичә, партлаш бинаниң биринчи қәвитидики өйдә йүз бәргән болуп, җенидин айрилған кишиниң җәсити ашу өйдин тепилған.

сақчиларниң газ партлиши еһтималини нәзәрдә тутуватқанлиқи әскәртилди.

бинадикиләрниң тарқақлаштурулғанлиқи вә йеқин әтраптики балилар йәслисиниңму тарқақлаштурулғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر