фирансийәдә кәң көләмлик иш ташлаш башланди

фирансийә пирезиденти макрон һөкүмитиниң пенсийә ислаһатиға наразилиқ билдүргән миңларчә киши дөләт миқйасида күндилик турмушни паләч әһвалға кәлтүрди. намайишчилар билән сақчилар оттурисида сүркилиш йүз бәрди.

1318686
фирансийәдә кәң көләмлик иш ташлаш башланди
fransa.jpg
fransa.jpg
fransa.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн (5-декабир) охшимиған нурғун саһәләрдә хизмәт қилидиған 500 миң киши, сериқ җилиткиликләрниң бир йилдин артуқ давам қилған намайишлиридин кейин, макрон һөкүмитиниң пенсийә ислаһатиға наразилиқ көрситиш мәқситидә мәмликәт миқйаси бойичә муддәтсиз иш ташлашни башлиди.

пайтәхт париж, лйон, нантес вә реннес қатарлиқ нурғун шәһәрләрдә намайишчилар билән сақчилар оттурисида сүркилиш йүз бәргәнлики билдүрүлди.

наразилиқ қозғиған пенсийә ислаһати, мәмур вә ишчи дәп айримастин артуқчилиқларни әмәлдин қалдурушни, пенсийә йешини қәдәмму қәдәм 62 дин 64 кә чиқиришни мәқсәт қилиду.

 буниң онларчә саһәдә сәлбий тәсир пәйда қилидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.

наразилиқлирини әнәнә бойичә иш ташлаш вә намайиш қилиш билән ипадилигән фирансийә хәлқи, буниңдин бурунму нурғун қетим иш ташлиған иди. 1995-йили үч һәптә давамлашқан иш ташлаш йүз бәргән болуп, дөләт миқйасида күндилик турмуш паләч әһвалға чүшүп қалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر