русийә иқтисадқа зийан йәткүзидиған қораллиниш риқабитигә чүшмәймиз

киремил байанатчиси димитрий песков, русийәниң иқтисадқа вәйранчилиқ салидиған қораллиниш риқабитигә кирмәйдиғанлиқлирини әскәртти.

1317528
русийә иқтисадқа зийан йәткүзидиған қораллиниш риқабитигә чүшмәймиз

түркийә авази радийоси хәвири: киремил байанатчиси димитрий песков русийәниң сочи шәһиридә мухбирларниң әнглийәниң пайтәхти лондонда давамлишиватқан шималий атлантик әһди тәшкилати – нато башлиқлар йиғини тоғрисидики соаллириға җаваб бәрди. у, натониң хамчот миқдарини ашуруш пиланини әйибләп, «бу йөнилиштә ташлинидиған қәдәмләр, натониң кеңәймичи сийасәтлири тоғрисидики қайғулиримизни җәзмләштүриду. бу биздә әндишә пәйда қилиду» деди.

песков, русийәниң нато билән қораллиниш риқабитигә чүшүш пиланиниң йоқлуқини әскәртип, «русийә пирезиденти виладимир путинниңму дәп өткинидәк, иқтисадқа вәйранчилиқ салидиған қораллиниш риқабитигә кирмәймиз» деди.

нато баш катипи йенс столтенберг буниңдин илгири байанат берип, нато хамчотиниң 2024 – йилиғичә 400 милйард долларға йетидиғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر