афғанистанда бомба һуҗуми йүз бәрди

афғанистанниң җәнубидики һелман вилайитидә йүз бәргән бомба һуҗумида чегра мудапиә қисимлири қомандани һайатидин айрилди.

1315163
афғанистанда бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: һелманд валий мәһкимиси байанатчиси өмәр зувақниң билдүрүшичә, һелманд чегра мудапиә қисимлири қомандани заһир гүл муқбил башчилиқидики аптомобил әтрити һелмандниң марҗа наһийәсидә өтүп кетиватқанда, йол четигә орунлаштуруп қойулған бомба партлиған, партлашта муқбил һайатидин айрилған, униң икки муһапизәтчиси билән бир журналист йариланған. һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر