хоңкоң сақчилири тәбиий пән университетидики қоршавни бүгүн ахирлаштурди

сақчилар университетқа бесип кирип тәшкүрүш җәрйанида һечқандақ қаршилиққа учримиғанлиқини ейтти.

1314809
хоңкоң сақчилири тәбиий пән университетидики қоршавни бүгүн ахирлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң хоңкоң алаһидә мәмурий районидики тәбиий пән университетида сақчилар 12 күндин буйан давамлаштуруватқан қоршавини бүгүн (29-нойабир) ахирилаштурди.

сақчи қисимлири бүгүн чүштин бүрүн университет бинаси әтрапидики тосуқлирини елип ташлиди.

сақчи идариси муавин башлиқи чов йатмиң түнүгүн намайишчилар чедир қурған университетқа сақчилар кирип, партлатқуч маддилар вә хәтәрлик буйумларни тазилаш хизмәтлирини тамамлиғанлиқини билдүрди.

чов йатмиң сақчилар университетни тәкшүрүш җәрйанида һечқандақ қаршилиққа учримиғанлиқини вә назарәткә алидиған ишларниңму болмиғанлиқини билдүрди һәмдә сақчиларниң чүшлүк тамақтин бурун университет бинасиниң контроллуқини мәктәп мудирлиқиға тапшуридиғанлиқини елан қилди.

сақчилар университетта 2 күн давамлашқан тәкшүрүшләр җәрйанида, намайшичилар ташлап чиқип кәткән 4 миң 80 данә молутуф (бензин қачиланған шишә), 921 данә газ қутуси, кислата вә башқа химийәлик маддиларни тапқанлиқини һәмдә 588 шешиниңму қолға чүшүрүлгәнликини қәйт қилди.

университет бинаси ичидики аптомобил тохтитиш орнида 44 аптомобилниң зийанға учриғанлиқиму билдүрүлди.

сақчилар тәбиий пән университетини 17нойабирда қоршавға елип бүгүнгичә намайишчиларни қоршавда тутушни давамлаштурған болуп, қоршав җәрйанида 1100 намайишчи университет бинасидин сиртқа чиқирилип, улардин 800 киши қамаққа елинған вә қалған 300 намайишчи 18 йаштин кичик икәнлики ениқланғандин кейин қойуп берилгән иди.

университет бинаси ичидә тәхминән 100 гә йеқин намайишчиниң намайишлирини давмлаштуруватқанлиқи тәхмин қилинған иди.

булардин бәзиләрниң туйдурмастин университет бинасидин чиқип кәткәнлики илгири сүрүлди.

түнүгүн (28-нойабир) сақчилар университет бинасиға бесип кириштин бир қанчә саәт илгири йүзигә маска тақивалған бир намайишчи йошурунған йеридин чиқип, ахбаратчиларға бинада 20 дин аз кишиниң қалғанлиқини ейтқан иди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر