трамп өзиниң кириштүрмә фото - сүритини ортақлашти

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, беши даңлиқ артис рокй балбоаниң гәвдисигә кириштүрүлгән бир парчә фото – сүритини ортақлашти.

1313762
трамп өзиниң кириштүрмә фото - сүритини ортақлашти

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидентлиққа сайланғандин буйан тивиттер учурлири билән күнтәртиптики орнини сақлап кәлгән трамп, йәнә бир қетим ғәлитә бир кириштүрмә фото – сүрити билән әгәшкүчилириниң диққитини тартти.

пирезидент трамп, ролини артис сайлвестер сталон ойниған мәшһур рокй балбоаниң гәвдисигә өз беши кириштүрүлгән бир фото – сүрәтни ортақлашти؛ униң бу учури қисқа вақит ичидә он миңларчә кишиниң йақтуруши вә ортақлишишиға еришти, бәзиләр учурниң астиға «доналд балбоа» дәп йазди.

доналд трамп бу фото – сүрәтни инстеграм адресидиму ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر