иран, русийә вә хитай маневир өткүзмәкчи

иран деңиз армийә қомандани һүсәйин ханзади пат арида русийә вә хитай деңиз армийә қисимлири билән һинди окйанниң шималидики умман деңизида маневир өткүзидиғанлиқлирини ейтти.

1313539
иран, русийә вә хитай маневир өткүзмәкчи

түркийә авази радийоси хәвири: иран деңиз армийә қомандани һүсәйин ханзади «деңиз армийә күни» мунасивити билән өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, русийә вә хитай билән пат арида өткүзүлидиған һәрбий маневирға мунасивәтлик тәййарлиқлар һәмдә пиланлаш ишлириниң ахирлашқанлиқини билдүрди.

у һазир американиң районда иранға һечқандақ бивастә тәһдит пәйда қилмиғанлиқини, бирақ өзиниң намида һәрикәт қиливатқан күчләрниң вастиси арқилиқ хәвпсизлик муһитини ашуруш пийидә болуватқанлиқини илгири сүрүп: «америкалиқлар хаталиқ өткүзсә иран армийәсидин күчлүк җаваб алиду» деди.

у һазирғичә 64 флотни хәлқаралиқ деңиз тәвәликигә әвәткәнликлирини әскәртип, қизилдеңиз вә сүвәйиш қанилида иран парахотлирини қоғдаватқанлиқлирини қәйт қилди.

у йәнә, «демавәнд» намлиқ парахотниң йил ахириғичә флотқа қошулидиғанлиқини вә барлиқ һәрбий парахотларға башқурулидиған бомба сәплинидиғанлиқини билдүрди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر