сүрийә асасий қанун комитети 25 – нойабир күни йиғин чақириду

бирләшкән дөләтләр тәшкилати сүрийә алаһидә вәкили гейр педесен сүрийә асасий қанун комитетиниң 25 – нойабир күни җәнвәдә қайта йиғин чақиридиғанлиқини ейтти.

1311068
сүрийә асасий қанун комитети 25 – нойабир күни йиғин чақириду

түркийә авази радийоси хәвири: педерсен сүрийә асасий қанун комитетиниң җәнвәдики паалийәтлири һәққидә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишигә доклат сунғанда мундақ деди: «аридин бәш йил өткәндин кейин сүрийәлик һәрқайси тәрәпләрниң тунҗи қетим йүзтуранә учришишини тарихий әһмийәткә игә өзгириш, дейишкә болиду. идлита тоқунушлар вә зораванлиқ вәқәлириниң қайтидин башлиниши адәмни қаттиқ әндишиләндүриду, шуңа сүрийәдики муһим актийорларни бир йәргә җәм қилидиған хәлқаралиқ йиғин чақирилиши наһайити зор әһмийәткә игә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر