помпейо нато ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишиду

америка ташқи ишлар министири майк помпейо нато ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишиш үчүн белгийә пайтәхти бирйусселға бариду.

1308816
помпейо нато ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси морган ортагус (Morgan Ortagus) майк помпейониң нато ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишидиғанлиқи тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта, майк помпейониң 20-21-нойабир күнлири бирйусселда болидиғанлиқини билдүрди.

министир майк помпейониң бирйусселда нато иттипақдашлири вә нато баш катипи столтенберг билән көрүшидиғанлиқи әскәртилди. байанатта мундақ дейилди:

«министир помпейо вә униң һәмраһлиқидики һәйәт иттипақдаш дөләтләр билән бирликтә районлуқ хәвпсизлик мәсилилири, терроризмға қарши туруш вә енергийә һәмкарлиқи мәсилилирини музакирә қилиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر