хоңкоң намайишчилири тәбиий пән универстетидин айрилишқа башлиди

хоңкоңда йүзләрчә намайишчи бүгүн (18-нойабир) қолға елиништин әнсирәп тәбиий пән универстетидин айрилишқа башлиди, бирақ сақчиларниң йаш аққузуш бомбисиға дуч келиши билән кәйнигә қайтти.

1308464
хоңкоң намайишчилири тәбиий пән универстетидин айрилишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: хоңкоң сақчилири универстеттин чиққан намайишчиларни йаш аққузуш бомбиси вә калтәкләр билән тарқитип, уларни тутти. универстет сиртидики намайишчилар болса, сақчиларни тосуш мәқситидә райондики нәсән (Nathan) йолиниң қатнишини тохтатти вә йаш аққузуш бомбиси атқан сақчиларға йол бойидики ташларни атти.

хоңкоң сақчи даирилириниң бу һәқтики байанатида, йариланғанлиқи үчүн қутқузуш аптомобилида елип меңиливатқанда, намайишчилар тәрипидин тартивелинған 20 йашлиқ айал һәққидә издәш қарари чиққанлиқи билдүрүлди.

байанатта, мәзкур айалниң қанунсиз бир йиғинға қатнашқанлиқи үчүн нәсән йолида тутулғанлиқи, айалға йардәм қилғанларниң «җинайәтчигә йардәм қилиш» билән әйиблинидиғанлиқи әскәртилди.

байанатта, намайишчилар қутқузуш аптомобилини тохтатқанда, сақчиларниң асманға оқ етип агаһландурғанлиқи вә вәқәдә йариланғанларниң йоқлуқи қәйт қилинди.

түнүгүн (17-нойабир) тәбиий пән универстетида бир сақчи намайишчиларниң атқан оқйа оқида йариланған иди.

хоңкоң сақчи даирилири универстеттики вәқәләрни «исйан» дегән иди.

хоңкоңда 2019-йили ийун ейида җинайәтчиләрни хитайға қайтуруп бериш қанун тәклип лайиһәси қарши башланған демократийә намайишлирида, йеқинқи һәптиләрдә намайишчилар билән сақчилар оттурисида өзара тоқунуш вә зораванлиқ вәқәлири көпәйди. рәсмий мәлуматларға асасланғанда, хоңкоңда ийун ейидин һазирғичә тәхминән 4 миң намайишчи тутулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر