америка сүрийәниң шәрқий шималида әскәр қалдуридиғанлиқини ейтти
америка дөләт мудапиә министири марк еспер (Mark Esper) сүрийәниң шәрқий шималида 600-500 әскәр қалдуридиғанлиқини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министири марк еспер асийа зийарити даирисидә йетип барған җәнубий корейәдә мухбирларниң соаллириға җаваб берип, америка әскәрлириниң сүрийәниң шәрқий шималидин чекиндүрүш ишлириниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.
у: «ахирида, у йәрдә 600-500 әскиримиз болиду» деди.
у сүрийәниң ғәрбий шималида ирақ вә ийорданийә чеграсидики ел танф базисиға орунлаштурулған тәхминән 200 әскәрниң бу гуруппиниң ичидә болидиған йаки болмайдиғанлиқи тоғрисидики соалға: «тилға елинған сан сүрийәниң шәрқий шимали үчүн» дәп җаваб бәрди.
у мухбирниң бир соалиға җаваб бәргәндә, американиң й п г|п к к ға йардәм қилишни давамлаштуридиғанлиқини әскәртип, сүрийәдики америка әскәрлири саниниң, болупму йавропадики иттипақдашлири сүрийәдики мәвҗутлуқини күчәйткән әһвалда өзгириши мумкинликини қәйт қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
ливан һизбуллаһи: исираилийә пушайман қилиду
ливан һизбуллаһи исираилийә һуҗум қилса «пушайман» қилидиғанлиқи тоғрисида агаһландурди.