исраилийәликләрниң көпинчиси түркийә билән мунасивәтләрниң йахшилинишини халайдикән

исраилийәликләрниң көпинчиси түркийә билән болған мунасивәтләрниң гүлләндүрүлүшини халайдикән.

1305254
исраилийәликләрниң көпинчиси түркийә билән мунасивәтләрниң йахшилинишини халайдикән

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизи исраилийәниң рамат ган шәһиригә җайлашқан исраилийә районлуқ ташқи сийасәтләр институти (MITVIM) ниң 700 киши билән елип барған әлрайини синаш нәтиҗисигә қариғанда, исраилийәликләрниң %53 и, түркийә билән болған сийасий мунасивәтләрниң гүлләндүрүлүшини халайдикән, %32 и болса, буниңға қарши икән.

исраилийә районлуқ ташқи сийасәтләр институтиниң «2019 – йиллиқ исраилийәниң ташқи сийасәт индекси» темилиқ әлрайи тәкшүрүшидә, түркийә билән болған мунасивәтләр тоғрисида рошән позитсийә билдүрмигәнләрниң нисбити %15 ни игилигән.

әлрайи тәкшүрүшидә йәнә, исраилийәликләрниң %45 иниң пәләстин мәсилисини икки дөләтлик һәл қилиш чариси бойичә һәл қилишни қоллайдиғанлиқи, йавропа иттипақини «дүшмән» дәп қарайдиғанлиқи оттуриға чиқти.

билдүрүлүшичә, әлрайи тәкшүрүш нәтиҗисидики учурларниң хата болуш еһтималлиқи %3.5 икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر