германийәдә җасуслуқ мәктипи ечилди

германийәдә йеңи ечилған бу җасуслуқ мәктипи, толуқ оттура вә университет оқуғучилирини қобул қилиду.

1305822
германийәдә җасуслуқ мәктипи ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: (1947йилидин 1991йилиғичә давамлашқан) соғуқ уруш дәвридә «җасуслар шәһири» дәпму тонулған германийәниң пайтәхти берлиндә, кәлгүси йеңи әвлад җасусларни йетиштүрүш үчүн йеңи бир мәктәп ечилди.

германийә истихбарат идариси пайтәхттики бу мәктәп арқилиқ ички вә ташқи истихбарат әтрәтлириниң чиқимлирини төвәнлитишни нишан қилмақта. 

истихбарат хизмәтлири маарип мәркизи «ZNAF» дәп атлған бу мәктәпниң тәхминән 700 оқуғучиға мәхпий көзитиш, қанун, сорақ қилиш техникилири, тор һуҗумлириға қарши күрәш, учур -алақә билимлири техникиси қатарлиқ саһәләр бойичә дәрс бериду. 

германийә федератисийәси истихбарат тәшкилати «BND» билән дөләтниң ички бихәтәрликигә мәсул федератсийә дөләт асаси қанунини қоғдаш тәшкилати «BfV» оттурисидики һәмкарлиқни күчүйтиш вә учур алақини йуқири көтүрүшму бу йеңи ечилған җасуслуқ мәктипиниң нишанлири қатарида икәнлики билдүрүлди. чүнки өтмүштә бу икки органниң бәзи архипларни өзара һәмбәһирләшмигәнлики ашкариланған иди.

бу мәктәп тулуқ оттура вә университет оқуғучилирини қобул қилидиған болуп, орниниң ташқи истихбарат тәкшилати «BND» ниң мушу йил ечилған йеңи мәркизи бинасида икәнлики қәйт қилинди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر