хоңкоң сақчилири намайишчиларға раст оқ ишләтти

хитайниң хоңкоң алаһидә мәмурий районида сақчиларниң намайишчиларға раст оқ ишлитип, мудахилә қилиши түпәйлидин 1 намайишчи йаридар болди.

1303966
хоңкоң сақчилири намайишчиларға раст оқ ишләтти

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий хитай сәһәр почтиси гезитиниң хәвәр қилишичә, оқ тәгкән намайишчи опиратсийә қилинип, җиддий қутқузуш бөлүмидә даваланмақта икән.

хоңкоңда намайишлар давамлишиватқан болуп, нурғунлиған районларниң чоң йоллири қатнаштин тохтап кәткәнлики, хоңкоң метро идарсиниңму релис линийәсигә етилған буйумлар сәвәбидин метро қатнишини вақитлиқ тохтатқанлиқи вә намайишчиларниң квай фоң районида бир пойизға от қойуп бәргәнлики билдүрүлди.  

хоңкоң һөкүмити гумандарларни хитайға қайтуруп беришни асанлаштуридиған қанун тәклипини 3апрел парламентқа сунған болуп, бу қанун тәклипиниң хоңкоңниң аптономийә һакимийәт қурулмисиға вә сотниң мустәқиллиқиға зийан йәткүзүпла қалмастин, хитай мәркизий һөкүмитиниң контроллуқи астиға иттиридиғанлиқидин әндишә һес қилған өктичиләр, ийун ейиниң башлирида кәң - көләмлик наразилиқ намайиши башлиған иди.

намайишлар күнсери улғийишқа башлиғандин кейин, хоңкоң валийси кәррий лам ийул ейида «қанун тәклипи өлди» дәп байанат елан қилған, бирақ бу байанаттин кейинму намайишлар тохтимай давамлашқанлиқи түпәйли қанун тәклипиниң пүтүнләй әмәлдин қалдурулидиғанлиқини җакарлашқа мәҗбур болған иди.

қанун тәклипи 23өктәбирдә рәсмий әмәлдин қалдурулди, лекин намайишчилар демократик ислаһат елип бериш тәләплирини давамлаштурмақта.

намайиш җәрйанида, 3 миңдин артуқ киши назарәткә елинди. хоңкоң йеқинқи 10 йилдин буйан тунҗи қетим иқтисадий турғунлуққа дучар болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر