америка париж келимат келишимидин чекиниш үчүн илтимас сунди

америка 2017-йилида чекинип чиқидиғанлиқини елан қилған париж килимат келишимидин чекиниш үчүн рәсмий илтимас сунди.

1300430
америка париж келимат келишимидин чекиниш үчүн илтимас сунди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири майк помпейо американиң париж килимат келишимидин чекиниш тоғрисида илтимас сунғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

америка ташқи ишлар министири майк помпейо бу һәқтә елан қилған йазма байанатида: «пирезидент трамп америка хәлқигә, баҗ төлигүчиләргә вә уларниң хизмитигә йүклигән йүк сәвәбидин париж килимат келишимидин чекиншини қарар қилди» деди.

мутәхәссисләр американиң мәзкур келишимдин чекинишиниң, зөрүр тәртипләр сәвәбидин бир йилғичә созулидиғанлиқини билдүрди.

пирезидент трамп 2017-йили 1-ийун ақсарайда елан қилған ахбарат елан қилиш йиғинида, американиң 190 дин артуқ дөләт имзалиған париж килимат келишимидин чекинидиғанлиқини уқтурған иди.

у келишимниң, «килимат өзгиришигә қарши күрәшни әмәс, бәлки башқа дөләтләрни америкаға қарши иқтисадий җәһәттин артуқчилиққа игә қилишни мәқсәт қилғанлиқи» ни илгири сүрүп, буниң америка иқтисадида 3 тирилийон доллар қиммитидә зийан көрүлүшигә вә 6.5 милйон кишиниң хизмитидин айрилишиға сәвәб болидиғанлиқини қәйт қилған иди.

2015-йили декабирда фирансийә пайтәхти парижда өткүзүлгән 21-нөвәтлик б д т килимат өзгириши тәрәпләр конферанси (COP21) да имзаланған килимат келишимини, 2016-йили апрелда 190 дин артуқ дөләт тәстиқлиған иди.

американиң сабиқ пирезиденти барак обама күчлүк қоллиған вә бу һәқтики музакирәләргә башчилиқ қилған келишимниң асасий мәқсити, йәр шариниң оттуричә температурасиниң ешиш чекини мушу әсирниң ахириғичә 1.5 градустин 2 градус арисида контрол қилиш, дәп бекитилгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر