п к к / п й д террорлуқ тәшкилати әзаси тағқа йамашқучи һималайа тағлирида өлди

непалда һималайа теғиға йамишип чиқип бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ға символлуқ қилидиған лата парчиси (аталмиш байриқи) ни асмақчи болған террорчиниң өлгәнлики билдүрүлди.

1300388
п к к / п й д террорлуқ тәшкилати әзаси тағқа йамашқучи һималайа тағлирида өлди

түркийә авази радийоси хәвири: непалда һималайа теғиға йамишип чиқип бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ға символлуқ қилидиған лата парчиси (аталмиш байриқи) ни асмақчи болған террорчи - тағқа йамашқучиниң, тағқа чиқиш җәрйанида чарчап кетип өлгәнлики билдүрүлди.

испанийәлик террорчи тағқа йамашқучи фернандо санчез грассаниң химлуң теғида өлгәнлики؛ нийитиниң һималайа теғиға п к к / й п г ға символлуқ қилидиған парчә латини есиш икәнлики билдүрүлди.

испанийә таратқулири, 44 йашлиқ тәшкилат әзасиниң 2017 – йили сүрийәгә берип п к к / й п г террорлуқ тәшкилатиға қатнашқанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر