алтә дөләт сүрийә асасий қанун комитетини қоллиди

америка, әнглийә, сәуди әрәбистан, мисир, германийә вә ийорданийәниң ташқи ишлар министирлири сүрийә асасий қанун комитетиниң шивейтсарийә пайтәхти җәнвә шәһиридә музакирә башлиғанлиқидин мәмнун икәнликлирини елан қилди.

1298366
алтә дөләт сүрийә асасий қанун комитетини қоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи алтә дөләт ташқи ишлар министирлириниң ортақ йазма байанат елан қилип, сүрийә асасий қанун комитетини қоллиғанлиқини билдүрди.

байанатта, б д т баш катипи антонийо гутерс билән б д т сүрийә алаһидә вәкили гейир педерсен (Geir Pedersen) ниң, сүрийә сүрийә мәсилисидә көрситиватқан тиришчанлиқлириниң қизғин қарши елинидиғанлиқи әскәртилди.  байанатта мундақ дейилди:

«б д т назарити астида сүрийәдә әркин вә адил сайламларниң өткүзүлүшигә иманийәт йаритип беридиған бихәтәр вә битәрәп муһитни бәрпа қилиш тиришчанлиқлирини қоллаймиз. б д т хәвпсизлик кеңишиниң 2254-номурлуқ қарарини иҗра қилиш керәк.»

байанатта йәнә, идлибтә узун муддәтлик уруш тохтитишни капаләткә игә қилиш чақириқ қилиниш билән биргә: «сүрийә киризисини һәрбий йолдин һәл қилиш мумкин әмәс. пәқәт б д т хәвпсизлик кеңишиниң 2254-номурлуқ қарари рамкисида сийасий җәһәттин һәл қилиш чариси тепиш мумкин» дейилди.

сүрийәниң йеңи асасий қанунини түзидиған асасий қанун комитетиниң әзалири, б д т назарити астида иккинчи қетим бир йәргә топланди. комитетниң биринчи йиғини чаршәнбә күни (2019-йили 30-өктәбир) б д т ниң җәнвәдики ишханисида ечилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر