помпейо түркийәгә тәбрик телеграммиси йоллиди

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейо түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 96 – йиллиқи мунасивити билән түркийәгә тәбрик телеграммиси йоллиди.

1296835
помпейо түркийәгә тәбрик телеграммиси йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: помпейо тәбрик телеграммисида мундақ деди: « түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 96 – йиллиқини қизғин тәбрикләймән. хәлқлиримиз оттурисидики сағлам мунасивәт икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқниңму асаси һесаблиниду. шималий атлантик әһди тәшкилати вә бихәтәрликни қоғдаш җәһәттики иттипақдашлар болуш сүпитимиз билән, онларчә йилдин буйан районлуқ бихәтәрлик вә муқимлиққа наһайити зор төһпиләрни қоштуқ. һәмкарлиқни чиқиш нуқта қилған вақитларда хәлқлиримиз техиму күчлүк вә техиму мувәппәқийәтлик болди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر