нато түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 96 йиллиқини тәбриклиди

шималий атлантик әһди тәшкилати – нато, түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 96 йиллиқини тәбриклиди.

1296545
нато түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 96 йиллиқини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: нато иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адреси арқилиқ тарқатқан тәбрик телеграммисида, «иттипақдаш дөләт түркийәниң җумһурийәт байримиға мубарәк болсун!» дәп йазди.

түркчә «29 – өктәбир җумһурийәт байрими» вә натониң шоари болған «биз натомиз» дегән һаштаг билән ортақлишилған тәбрик телеграммисида, натониң су асти қутқузуш маневирида вәзипә өтигән бир түрк деңиз офетсириниң һекайисигә орун берилди.

натоға қурулушидин кейинла – 1952 – йили әза болған түркийә, иттипаққа униң иккинчи чоң армийәси сүпитидә муһим төһпиләрни қошмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر