афғанистан: бағдадиниң өлүми бизниң бихәтәриликимиз үчүн интайин муһим

афғанистан пирезидентлиқи террорлуқ тәшкилати даешниң каттибеиши әбу бәкир әлбағдадиниң өлүминиң афғанистанниң бихәтәрлики үчүн интайин муһим икәнликини елан қилди.

1296005
афғанистан: бағдадиниң өлүми бизниң бихәтәриликимиз үчүн интайин муһим

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан пирезидентлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, бағдадиниң пүтүн инсанийәтниң дүшмини вә пүтүн дунйаға нисбәтән хәвплик террорчи икәнлики билдүрүлди. 

байанатта, афғанистан хәлқиниң қанчилиған йиллардин бери терроризмниң қурбани болуватқанлиқи әскәртилип, «бағдадиниң өлүми афғанистанниң бихәтәрлики үчүн интайин муһим» дейилди.

бағдадиниң өлтүрүлгәнликидин интайин мәмнун болғанлиқи билдүрүлгән байанатта йәнә, буниң пүтүн дунйаға иҗабий тәсир көрситидиғанлиқи тәкитләнди.

америка пирезиденти доналд трамп түнүгүн террорлуқ тәшкилати даешниң каттибеиши әбу бәкир әлбағдадиниң сүрийәдә елип берилған һәрикәттә, өлүк һалда қолға чүшүрүлгәнликини елан қилған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر