талибан афғанистанда һуҗумлирини тохтатмиди

афғанистанда талибанниң һуҗумида 10 хәвпсизлик хадиминиң җенидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

1294839
талибан афғанистанда һуҗумлирини тохтатмиди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан қораллиқ күчлири афғанистанниң шәрқий шималиға җайлашқан таһар вилайитиниң ишкәмиш наһийәсидики сақчи понкитиға һуҗум қилди.

афғанистан сақчи даирилири талибан қораллиқириниң ишкәмиш наһийәсиниң қата қурқ йезисики сақчи понкитиға һуҗум қилиши билән чиққан етишишларда, 10 хәвпсизлик хадиминиң җенидин айрилғанлиқини, 10 хәвпсизлик хадиминиң йариланғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر