ақсарай «нйо йорк таймес» вә «вашингтон почтиси» ға муштәри болушни тохтитидиғанлиқини уқтурди

ақсарай, нйу йорк таймес вә вашингтон почтиси гезитлиригә муштәри болушқа хатимә беридиғанлиқини елан қилди.

1293303
ақсарай «нйо йорк таймес» вә «вашингтон почтиси» ға муштәри болушни тохтитидиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп тәрипидин «йалған хәвәрләрни тарқитиш» билән әйибләнгән нйу йорк таймес вә вашингтон почтиси гезитлиригә муштәри болушқа хатимә беридиғанлиқини елан қилди.

ақсарай байанатчиси стефание гришам америка таратқулириға байанат берип, нйу йорк таймес вә вашингтон почтиси гезитлириға муштәри болушқа хатимә берилидиғанлиқини әскәртти.

америка пирезиденти доналд трамп түнүгүн фокс телевизийә қанилида сөз қилип, нйу йорк таймес вә вашингтон почтиси һәққидә «уларни ақсарайда көрүшни халимаймиз. бәлки уларға муштәри болушқа хатимә беришимиз мумкин, улар йалған хәвәр тарқитиду» дегәниди.

трамп, пат – патла с н н телевизийә қанили, нйу йорк таймес гезити вә вашингтон почтиси гезитиға охшаш асасий еқим таратқуларни «йалған хәвәрләр» ни тарқитиш вә өзигә һуҗум қилиш билән әйибләп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر